Конспект урока по познанию мира на уйгурском языке на тему ?айванлар нем? бил?н озу?линиду?


Тәкшүрүлди: Пән: Дуниятонуш Синип: 2 «Г» Күни: 07.02.2016-ж.
Мавзуси: Һайванатлар немә билән озуқлиниду?
Мәхсити: Һайванатларниң озуқлиниши тоғрисида чүшәндүрүш, топ ичидә тапшурмиларни орунлаш
Күтилидиған нәтиҗиләр: Балилар һайванларниң озуқлиниши тоғрисида чүшиниду, тапшурмиларни орунлайду, бир-бирини тиңшайду, үгитиду, үгиниду.
Ишниң түри: шәхсий, топлуқ
Дәрис этаплири Вақит Муәллимниң һәрикити Оқуғучиниң һәрикити Баһалаш Қоллинидиған көрнәкликләр
Киришмә 1мин
2мин Уюштуруш
а) Оқуғучилар билән саламлишиш, уларни түгәлләш.
ә) Психологиялик атмосфера қуруш. «Шатлиқ чәмбәр»дә туруп һәммимиз хор билән шеирни ейтимиз
Мәнму хошал болимән
Сәнму хошал болисән
Ечилған күн нуридәк
Достлар билән хошал мән
б) Тахтида һәр хил рәңдә чапланған кепинәкләрни алиду. Кепинәкләрниң кәйнидә йезилған сөзләр арқилиқ топларға бөлүниду
Ақ рәң – «Қушлар»
Қизил рәң – «Һашарәтләр»
Сериқ рәң – «Қош маканлиқлар»
Йешил рәң – «Белиқлар»
Оқуғучилар муәллим билән аманлишиду. Дәрискә тәйярлиниду.
Оқуғучилар тахтидики чапланған кепинәкләрни елип, топларға бөлүниду. Оқуғучилар өз орунлирини тепип олтириду Тахтиға чапланған һәр хил рәңдики кепинәкләр
Қәғәзгә йезилған сөзләр
Тонуштуруш. 6 мин Оқуғучилардин топларниң намлири тоғрисида сораймән.
Қушлар яшайдиған йеригә қарап нәччигә бөлүниду?
Өй вә явайи қушларни атаңлар.
Явайи қушлар қишта қандақ иссиниду?
Һашарәтләр топиға немиләр кириду?
Улар қишта қандақ яшайду?
Қош маканлақларни атап бериңлар
Уларни немә үчүн қош маканлиқлар дәп атаймиз?
Қош маканлиқлар қандақ қишлайду?
Белиқларчу қәйәрдә яшайду?
Белиқларниң қандақ түрлирини билисиләр?
Улар қандақ дәм алиду?
Яхши, балилар биз қушлар, белиқлар, қош маканлиқлар, һашарәтләр тоғрисида яхши билимизкән. Әнди мошуларниң һәммисини умумий немә дәп атаймиз?
Дурус, һайванатлар
Ойлиниду. Өз ойини ейтиду, еғизчә җавап бериду.
Һәр бир дурус жававини фишкилар билән баһалаш
Фишкилар
Асасий қисим
Топ билән иш
Чүшәндүрүш
Дәм елиш минути
Топ билән иш
5мин
6мин
7мин
3 мин
7мин Һайванатларниң һаяти үчүн немә керәк?
топа
һава
су
иссиқ

йоруқ

Дурус һайванатларниң һаяти үчүн озуқ керәк
Демәк бүгүнки дәрисимизниң мавзуси «Һайванлар немә билән озуқлиниду?»
Китап билән иш
Һәммимиз китаплиримизни ачимиз. Китапта һәр хил һайванларниң сүрәтлири берилгән. Һәр бир топ һайванларниң нами вә немә билән озуқлинидиғанлиғини ейтип берисиләр.
-Дурус, интайин яхши. Мошу ейтқанлириңларни мән толуқлап кетәй.
Һайванлар озуқлинишиға қарап жиртқуч, чөпхорлуқ вә һәммини йегүчи дәп бөлүниду. Чөпхорлуқ һашарәтләр кепинәк, һәрә вә қоңғузлар. Жиртқуч һашарәтләрму болидекән. Улар хан қизи, жиңналғуч, су өлчигүч. Чөпхорлуқ қушлар колибри, клесты, снегирь. Һашарәтләр билән озуқлинидиған қушлар төмүр тумшуқ, қалиғач, дрозд. Жиртқуч қушлар бүркүт, қарғуяпилақ, лачин. Һәммини йегүчи һайванлар өдәк, қарға, аққуш, пеликан. Чөпхорлуқ һайванлар зәрәпә, тийин, бобр, зубр, пил, сийир, қой, өшкә вә башқилар. Жиртқуч һайванлар бөрә, кирпә, түлкә, дельфин. Һәммини йегүчи һайванлар маймун, ейиқ, чашқан, каван.
Мәшиқ: Һайванатлар билән бирликтә орунлаш
Мозаика қураштуруш.
1-топқа Тошқан
2-топқа Илан
3-топқа Сийир
4-топқа Төмүр тумшуқ
Балилар һайванларни қураштуриду. Андин мошу һайванлар тоғрисида таблициға язиду.
Һайванниң нами Қәйәрдә яшайду? Немә билән озуқлиниду? Қишта қандақ иссиниду? Адәмгә қандақ пайдиси бар?
Топ ичидин бир бала жавап бериду
Балилар проектордин көрүп мәшиқлиниду.
Қоллаш, қувәтләш,
махташ.
Фишкиларни бериш
Махташ, қоллаш Слайд №1
Сүрәтләр, фишкилар
Слайд №2
Слайд №4
Һайванларниң сүрәтлири, таблица
Йәкүнләш
Тест соаллири
Өйгә тапшурма
Баһалаш
Рефлексия 1 мин
3мин
1мин
1 мин
2мин Бүгүн биз силәр билән һайванатларниң озуқлиниши тоғрисида нурғун мәлумат алдуқ. Дәристә алған билимимизни тест соаллириға жавап бериш арқилиқ йәкүнләйли
Тест соаллири
1.Чөпхорлуқ һайванларни бәлгүләң
А) сийир, тошқан, шир
Ә) зәрәпә, кейик, қой
Б) йолвас, кирпә, бөрә
2.Жиртқуч һайванлар йемини қачан олайду?
А)кечиси
Ә) күндүзи
Б)кечиси вә күндүзи
2. 3. Қарғу чашқан қәйәрдә яшайду?
А)суда
Ә)топа астида
Б) дәрәқ қовзиғида
3. 4.Қайсу һайванларниң түки қишқа йеқин чү чүшүп, қелин жуң өсиду?
А)тошқан, түлкә, бөрә, тийин.
Ә)ейиқ, бөрә, кирпә, чашқан.
Б)суғур, борсуқ, ейиқ.
5. Қайсу һайван йоруқ көрмәйду?
А) қарғу чашқан
Ә) қарғуяпилақ
Б) чашқан
82-83-бәтләрни оқуп сөзләш, «Һайванатлар» сөзигә синквейн түзүш
Дәрискә паал қатнашқан балиларниң билимини баһалаш. Оқуғучилар алған фишкилирини санап, тахтида көрситилгән баһа нормилириға қарап, баһалайду.
Бүгүнки дәрис силәргә яқтиму?
Оқуғучилар стикерларға дәристә алған тәсиратлирини йезип, смайликларниң астиға чаплайду.
Балилар тест соаллириға жавап бериду. Саат тили бойичә бир-биригә берип, тахтида көрситилгән баһалар нормисиға қарап, баһалайду
Күндүлүклиригә өй тапшурмисини язиду
Оқуғучилар стикерларға йезип, чаплайду
Оқуғучилар бир-бирини баһалайду
0 хата-«5»
1 хата-«4»
2 хата-«3»
3 хата-«2»
5-7 – «5»
3-4 – «4»
1-2 – «3» Тест варақлири
Фишкилар
Плакат