Урок по ана тили на тему В тавуши
Дәрисниң мавзуси: В тавуши.
Дәрисниң мәхсити: 1) Оқуғучиларға В тавуши тоғрисида чоңқур
чүшәнчә бериш.
2) Дәрискә қизиқтуруш, тил байлиғини, ойлаш
қабилийитини риважландуруш.
3) Әдәплик, интизамлиқ адәмгәрчиликкә
тәрбийиләш.
Дәрисниң түри: арилаш
Қоллинидиған усул: чүшәндүрүш, оюн, соал-жаваплар.
Қоллинидиған көрнәкликләр: рәңлик сүрәтләр, карточкилар
Пәнләр ара бағлиниш:
Дәрисниң берилиши.
І. Уюштуруш қисми.
Оқуғучиларниң диққитини толуқ дәрискә жәлип қилиш, психологиялик тәйярлиқ.
Саламәтмусиләр балилар!
Салам бәрдуқ сизгә
Егилип қолимиз көксимиздә.
Синипни топларға бөлүвелиш.
І топ «Жараңлиқ үзүк тавушлар»
ІІ топ «Жараңсиз үзүк тавушлар»
ІІІ топ «Қелин созуқ тавушлар»
ІҮ топ «Инчикә созуқ тавушлар»
Ү топ «Қош тавушлар»
Топларниң башчисини сайлавелиш.
Жараңлиқ үзүк тавушлар дегинимиз немә?
Жараңсиз үзүк тавушларни атаң.
Қелин созуқ тавуш дегинимиз немә?
Инчикә сзуқ тавуш дегиниимз немә?
Қош тавушларни атаң.
Топ башчилириға баһалаш вариғини бериш.
ІІ Өй тапшурмини сораш.
Өйгә 10-бәттики 25-көнүкмини орунлап келишкә берилгән еди. Топ башчилири тәкшүрүп, баһалап чиқиду.
ІІІ Өй тапшурмини йәкүнләш.
«Һә-ә, яқ» оюни арқилиқ өй тапшурмини йәкүнләш.
Исим намини билдүриду. Дурусму?
Қандақ? Қайси? Бу пеилниң соаллири. Дурусму?
Пеил иш-һәрикәтни билдүриду. Дурусму?
Ким? Немә? Бу санниң соаллири. Дурусму?
Санини билдүридиған сөз түркүмни сан дәймиз. Дурусму?
Мән әдәплик бала- жүмлидики әдәплик сөзи сан. Дурусму?
Дәптәрлирини жиғип елип, иккинчи номерни тарқитип бериш. Дәптәрлиригә ай-күнни йезип, һөсни хәт минуткисини орунлаш. К һәрипини тәһлил қилип, язғузуш.
Топларға К һәрипигә сөз ойлитиш.
ІҮ. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш.
Топларға тапшурма бериш арқилиқ өзилири йеңи мавзуни чүшәндүриду.
1 топ. В тавуши үзүк тавуш. У жараңсиз үзүк тавушлар қатариға
кириду.сәвәви В тавушини ейтқанда үн арилаш шавқун
чиқиду.
2 топ. В тавуши сөзләрниң бешида, оттурида йезилиду. Мәсилән:
вақит, вайим,қәвәт, севәт.
3 топ. В тавуши бир боғумлуқ сөзләрниң ахирида йезилиду.
Мәсилән: қув, ләв, яв.
4 топ. В тавуши киши фамилиялириниң ахирида йезилиду.
Мәсилән: Яқупов, Қасимоов, Искәндәров.
5 топ. В тавуши Веливай дегән сөздә сөзниң бешида, сәвәп дегән
сөздә сөзниң оттурида, Ниязов дегән сөздә сөзниң ахирида
келиватиду.
Қаидини оқуп, тәһлил қилиш.
Ү. Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш.
Көнәкмиләр орунлаш.
13-бәттики 36-көнүкмини оқуғучилар билән бирликтә тахтиға, дәптәрлиригә орунлаш.
13-бәттики 37-көнүкмини топларға бериш. Синиптики 5 балиниң фамилиясини язғузуш.
Сәгәһләндүрүш минути.
Жаңгалдики ейиқниң,
Яңақлири чечилипту.
Жиғип-жиғип алайли,
Янчуқларға салайли.
38-көнүкмә. Еғизчә сөзләрдики п тавушиниң втавушиға нөвәтлишини ейтқузуш.
ҮІ. Йеңи мавзуни йәкүнләш.
«Ким әқиллиқ» оюни
Тест соаллири арқилиқ йеңи мавзуни йәкүнләш.
В тавуши қандақ тавуш?
А. қош Б. үзүк С. созуқ
В тавуши қандақ үзүк тавуш?
А. жараңлиқ Б. жараңсиз С. қелин
Вайим сөзидә В тавуши сөзниң қәйиридә келиватиду?
А. оттурида Б. ахирида С. бешида
Киши фамилиялиридә В тавуши сөзниң қәйиридә келиду?
А. оттурида Б. ахирида С. бешида
Қандақ сөзләрдә В тавушини сөзниң ахирида учритишқа болиду?
А. бир боғ. Б. көп боғ. С. һәммисидә
ҮІІ. Өйгә тапшурма бериш.
13-бәттики қаидини ядлап келиш, 14- бәттики 41-көнүкмини орунлап келиш. Көнүкминиң орунлаш тәртивини чүшәндүрүш.
Рефлексия.
Топ башчилири оқуғучиларниң билимини баһалайду.
1437390-5175250075374534671000«Билал-Назим намидики оттура мәктәп мәктәп йенидики ихчам мәркизи билән» коммуналлиқ мәмликәтлик мәһкимиси
244475107950000
В тавушиочуқ дәрис
Илямова В.Х.
Яркәнт шәһири. 2014ж.