Занятие павового кружка Фемида на тему Жинай?т ч?ш?нчиси в? б?лг?лири
9-11 синиплар «Фемида» өмигиниң олтириши
Мавзуси: «Жинайәт» чүшәнчиси вә бәлгүлири
Мәхсити: 1 «Жинайәт» чүшәнчиси вә униң бәлгүлири тоғрисида оқуғучиларға толуқ чүшәнчә бериш. 2 Оқуғучиларниң бир-бири билән пикир елиш қабилийитини риважландуруш. 3 Һоқуқлуқ тәрбийә бериш
Усули: баянлаш , соал-жавап
Жабдуқлаш: ҚЖ Конституцияси , ҚЖ Жинаий Кодекси , мәтбуат материаллири
Бериши
І Уюштуруш қисми
ІІ Асасий қисми
Жәмийәтниң асасий түврүги –һоқуқ. Һоқуқсиз ,йәни йезилған нормилардики мәлум тәләпләрсиз адимизат жәмийити можут болалмайду. Чунки һоқуқ –ениқланған тәләпләр . Мошу тәләпләр жәмийәт қанунлирида әкис етилишкә тегиш. Һоқуқниң асасида адаләтлик идеяси ятиду.
Бүгүнки бизниң олтиришимизда чоң муһим мәсилә қарилиду. Бу «жинайәт» чүшәнчиси вә униң бәлгүлири. «Жинайәт» - бу һоқуқ бузушниң бир түри. Жинаий иш башқа һоқуқ бузуштин , униң жинаий қанун билән бәлгүлинидиғанлиғи билән вә уни орунлиғанда жинаий жавапкәрчиликниң болуши билән алаһилинилиду.
«Жинайәт» чүшәнчиси ҚЖ Жинаий Кодексиниң 9-маддида берилгән: «Мошу кодекста жазалаш ховупи билән мәнъий қилинған жәмийәтлик хәтәрлик һәрикәт жинайәт дәп тонулиду.»
Жинайәтниң төвәндикичә бәлгүлирини атап өтәйли:
1 Жинайәт һәр қачан һәрикәт болуп һесаплиниду, йәни у һәрикәт биләнму , һәрикәтсизлик биләнму қилиниши мүмкин.
2 Жинайәт – бу жәмийәткә ховуплуқ һәрикәт болуп һесаплиниду, йәни у жинаий қанун билән һимайә қилинидиған жәмийәтлик алақиләргә зиян кәлтүриду яки зиян кәлтүрүшкә ениқ ховуп туғдуриду.
3 Жинайәт һәр қачан һоқуққа қарши болиду. Һоқуққа қарши болуши – бу жинаий қанунниң һәрикәтни мәнъий қилиши. Һоқуққа қарши болуш дәп, жинаий кодекста бәкитилгән мәнъий қилинған жинаий иш қилған шәхсниң қанунни бузушини атайду.
4 Жинаий ишниң мәжбурий бәлгүлириниң бири адәмниң гунакарлиғи. Қәстән яки еһтиятсизлиқтин қилған һәрикәт жинаий иш болуши мүмкин.
5 Жазалинидиғанлиғини. Әгәр һәрикәт жазаланмайдиған болса ,у чағда жинаий иш ретидә қараштурулмайду. Һәр бир жинайәт үчүн жинаий кодекста жаза қараштурулған.
Жинайәтни тәснифлиниши.
Жинаий кодекста барлиқ жинаий ишлар төрт топқа бөлүнгән:
1 анчә еғир әмәс жинайәтләр /2-5жилға сотлиниду/
2 еғирлиғи орта жинайәтләр /5-12 жилғичә/
3 еғир жинйәтләр /12 жилғичә/
4 алаһидә еғир жинайәтләр /12 жилдин ошуқ /
Өмәк әзалири билән берилгән мавзу бойичә пикир алмишиш.
Йәкүнләш