Иза??т. К?й?мчан ??мра. 4-синип


№12 дәрис. 21.09.2015жил
Мавзуси:Изаһәт «Көйүмчан Һәмра» 4 "А"синип.
Мәхсити:
1.Оқуғучиларға изаһәт шәртини чүшәндүрүш, «Кйүмчан Һәмра»
Изаһәт язғузуп, билимини тәкшүрүш;

2. Оқуғучиларни изаһәтни дурус, чирайлиқ йезишқа
әстә сақлаш ойини риважландуруш.
3. Оқуғучиларни әдәпликкә ,жавапкәрчиликкә тәрбийиләш.
Дәрисниң типи: билимини тәкшүрүш вә баһалаш
Қоллинидиған усул:соал-жавап, тәкшүрүш
Дәрисниң бериши:
I.Уюштуруш қисми. Балилар билән саламлишиш, түгәлләш.
Психологияликтәйярлиқ.
II.Мәхсәт қоюш басқучи.
« Көйүмчан Һәмра» мавзуси бойичә изаһәт йезип, билимимизни синаймиз.
ІІІ. Билимини тәкшүрүш.
Язма ишини йезиш үчүн тәйярлиқ ишини жүргүзүш.
Соалларға жавап елиш:
-жүмлиләр қандақ йезилиду?
-сөзләрни қурдин-қурға көчириш.
Изаһәт тексти билән тонуштуруш. Қийин сөзләр билән иш.
Дәптәрлиригә изаһәт планини язғузуш.
Изаһәт плани:
1. Йолдики вақиә
2.Һәмраниң балиға несиһити
3.Һәмраниң меһриванлиғи тоғрисида өз оюнлар
Көйүмчан Һәмра
Бир күни ағинәм Һәмра билән биллә келиваттатим. Йолниң оттурисида китап-дәптәрлири чечилған бир кичик балини көрүп қалдуқ. Уни көргән Һәмра сумкисини маңа берип қойдидә жүгрәп шу балиниң йениға кәтти. Униң қәләм-дәптәрлирини жиғип, қолидин йетиләп, мениң йенимға елип кәлди.
- кочидин өткәндә сумкини чиң тут. Машиниға қарап өтүшни унтима, - деди.
Мән униң меһриванлиғиға һәйран қалдим.
.
ІҮ.Йәкүнләш.
Дәрис ахирида оқуғучиларниң язған изаһәтлирини жиғип елиш.
IV.Өйгә тапшурма.қаидә ядлаш
Тексерілді: