Хош, Ана м?кт?п синип саат 11-синип
Әссаламу әләйкум һөрмәтлик устазлар, ата-анилар, меһманлар вә оқуғучилар. Бүгүнки бизниң «Хош, Ана мәктәп!» намлиқ тәрбийә саатимизға хуш кәпсиләр.
2003-жили мәктәп босуғисиға кәлгән гөдәкләр әнди мана әр йетип чоң һаятқа қәдәм ташлаш алдида олтириду. 11 Б синип оқуғучилири11 жил һармай –талмай билим бәргән устазлириға өз минәтдарлиғини билдүрмәкчи. Бүгүнки бизниң синип саатимизни елип маңғучилар мәктивимизниң вә синипимизниң жәмиәтлик ишлириға паал қатнишип келиватқан оқуғучилиримиз Рахимжан Рамиль вә Исмаил Гульзара. Сөз елип маңғучиларға.
Әссалам қәдирлик устазлар!
Әссалам һөрмәтлик ата-анилар!
Рамиль
Муәллим –бүйүк, илғар вә улуқ,
Қәлбидә янар муқәддәс бир чоғ.
Муәллим йүксәк мәрипәт дуния
Саадәт йолида йәлпүлдигән туғ.
Гульзара
Муәллим –меһриван сөйүмлүк устаз,
Муәллим-қәлби пак, дайим баһар яз.
Муәллим –сәвирлик, чидамлиқ инсан,
Муәллим –течлиқта даңлиқ күрәшчан.
Муәллим тәрәққият томурида қан,
Муәллим –маарип тенидики жан- дәп бүгүнки «Хош ана мәктәп» намлиқ синип саатимизни башлашқа рухсәт етиңлар.
Рамиль
Мана ахирқи қоңғирақму йеқинлишип қалди
Есимизға алайличу мошуниңдин 11 жил бурун биз үчүн дәсләпки қоңғурақ челинған әмәсму.
Гульзара
Әлвәттә биз үчүн дәсләпки қоңғирақ челинип, дәсләп мәктәп босиғисиға қолимиздин йетиләп кирип дәсләп «А» һәрипини үгәткән устазимиз Жамалова Аминәм.биз 11 «Б» синип оқуғучилири дәсләпки устазимиз Жамалова Аминәм Турсун қизиға вә төртинчи синипни оқутқан Актамова Замира устазлиримизға миңлиған рәхмитимизни ейтимиз.
Майдин
Дәсләп «А» ни тонитип, дилимизни йорутқан
қәләм билән дәптәрни қолимизға тутқазған
һәрип йезип, оқушни үгәткән
ана йоллуқ анилиримиз Аминәм вә Замира устазлиримизға миң тазим!
Рамиль
Бойға –күч, ойға – әқил толғансири,
Йешилип келәр маңа һаят сири .
уятқу чоққилардин көрүнмисә,
өзәңдәк устазларниң шагиртлири!-дәп 5-7 синипқичә синип йетәкчиси болған вә инглиз тилидин дәрис бәргән устазимиз Исрандинова Гулбәхрәмгә рәхмитимизни ейтимиз.
Акима
5-синиптин 7 синипқичә бизни йетиләп,
Ямандин қачуруп, яхшиға йол көрситип,
Қанитини кәң яйған Гүлбәһрәм устазға
11 «б» синип оқуғучилиридин априн.
Гульзара
Менятюра «Пулуң болса , жаңгалда шова»
Биринчи устазлиримиз Жамалова Аминәм вә Актамова Замира, Исрандинова Гүлбәһрәмләргә беғишлаймиз.
Рамиль
Устаз- бир бағ, әвлат униң мевиси,
Устаз- бир тағ, ғалип течлиқ кемиси
Адәмзатқа мәңгү бәхит тилигән,
Устаз һәр чағ – өлмәс тиләк егиси. –дәп мәктивимизниң башчилириға чоң рәхмитимизни ейтимиз.
Гульзара
Һәр қачан мәктәптә планларни тәстиқләп,
Оқуштин сапа сорап, күчни сәрип қилиду.
Қалимолақызы Рыскул, Әбәйдул қизи Захидәм
Қадир қизи Айгуль һәм Әхмәт қизи Рошангүл
Миң априн силәргә әзиз устазлар.
Манатбек
Кочиларда кәч демәй, бизни тәкшүрәп жүриду,
Тәртип үчүн күришип, рейдларни жүргизиду.
Мухпул қизи Гулинур Сағынбек Бекқожа
Биздин силәргә бир тазим .
Рамиль: Мошу устазларниң һөрмитигә Теип Шухрат «Достлар» нахшисини орунлайду.
Гульзара
Бағвән яш көчәттин алғичә мевә,
Қилиду беғиға у талай әмгәк.
Устазниң бағвәндәк әмгиги билән,
Әвлатлар бәхтиму ечилар гүлдәк.
Уйғур тили пәниниң муәллими Баратова С.С., рус тили пәниниң муәллими Гиулаева Р.С., қазақ тили пәниниң муәллими Оңғараева Г.устазлиримизға рәхмитимизни ейтимиз.
Рәшидәм
Талантлириға априн дәп пәхирлинимән
Дәрисләрдә зеһин қоюп олтиримән
Ғәзәлләрни берилип ейтқан чағда
Қоңғирақ челинип кәтмисә дәймән
Өткүр көзлүк, алмаз тил, өзи қиран
Ана тилим дәп салиду уран
Қанити қиялларда қайримисун
Устазимни қоллисун бүйүк Билал
Розахун
Рус тилини дилға салған,
Билмәсләрни тилға салған
Орусниң һәрипини үгитип
Пушкин һәм Гогольни тонутқан
Роза Сайдуллаевнаға апин дәймән.
Майдын
Күміс апай мен Ғалия тәте
Біздге қазақ тілін үйретті
Қазақ тілін үйреніп
Ән айтамыз, би билеймитз
Сол үшін бүгін біз
Рахметімізді айтамыз.
Мошу устазларниң һөрмитигә менятюра «Берилнни ким алди?»
Рамиль
Устаз- у һаятта чақниған мәшәъәл,
Устаз – у дилға нур бәргүчи қуяш.
Шаир вә алимни йетиштүргән шу,
Устаз – у инсанға қәдирлик қаяш.-дәп биология пәниниң муәллими Мансурова Ш.Н тарих пәниниң муәллими Турсунова Р.А. химия пәниниң муәллими Салимова Х.Ж. , физика пәниниң муәллими Самикова А.З. вә өзини-өзи тонуш. пәниниң муәллими Саяқова А устазлиримизға рәхмитимизни ейтимиз.
Шухрат
Исми жисмиға лайиқ қоюлған Шарапәт
Шагиртлар үчүн шәрәплик қилар әмгәк
Тиләймиз сизгә зор саламәтлик
Устаз болуп әмгәк қилиң та әбәт
Рамиль
Әждатларниң бесип өткән йолини,
Тарих пәнидин биз уқтуқ .
Ранагүл устазниң бәргән билими,
Биз үчүн пүтмәс байлиқ.
Аңа баш егип, рәхмәт дәймиз .
Һаятиңизға аманлиқ тиләймиз.
Майдин
Муәллим десәм нурлуқ қияпә
Келәр көз алдимға китап ачқини
Астрономиядин тартип та физикиғичә
Үгитип илим пән нурин чашқини
Розахун
Устаз қәлби гоя нурдәк тазиғу
Халинур яш химикларниң бириғу
Менделеев таблицисини үгитишкә
Лавардин күндә келишкә разиғу.
Шухрат
Адәмгәрчилик, меһриванлиққа
Инақлиқа бирликкә,
Һармай талмай үгәтти
Айнаш тәте бизләрни.
Гульзара
Мошу устазларниң һөрмитигә усул, усулда Рахимжан Рамиль
Гульзара
Билим бәргән ақ көңүлни ечип кәң,
Йорутатти бу аләмни шох күлкәң.
Устазларниң шундақ улуқ пәризи,
Шагиртларниң түгимәс қәризи.-дәп технология пәниниң муәллими Амирбеков Н., музика пәниниң муәллими Таипов У.А ,НВП пәниниң муәллими Хамраев Г.Қ, тән-тәрбийә пәниниң муәллими Рузиев Б. Сизиш пәниниң муәллими Хелахунова Т.устазлиримизға вә китапханчилар Ерғожаева Аида вә С Айсулу тәтелергә рәхмитимизни ейтимиз.
Акима
Техникиниң сирини ечип,
Уни тоғра һайдашқа
Йол қаидисини үгәткән
Нурбай ағайға априн.
Рәшидәм
Сизниң әмгигиңиз тағлардәк йүксәк
Пак нийәт шагиртлар сизни қоллайду
Елимизниң жәңчиси дәп сизни билсәк
Бу сизгә бәлким артуқ болмайду
Гульзара
Чиниқтуруп тәнләрни,
Дәрисни бош өткәзмигән.
Бахадур ака зерикмәй
Һәммә нәрсини үгәткән.
Рәхмәт сизгә устазим,
Унтимаймиз сизни биз.
Рәшидәм
Устазни әслисәм һәр қетим
Чирайи көзүмниң алдида
Сәнъәтни сөйүшкә, сүрәт селишқа
Үгәткән симаси шагиртниң ядида.
Майдин
Жил бешида бизләрни
Китап билән тәминләп,
Уни дурус тутушқа
Үгүт- нәсийәт жүргәзгән
Айсулу вә Аида тәтелерге көп рәхмәт.
Гульзара
Мошу устазларниң һөрмитигә нахша «Панаһи мәктәп» орунлайду Рахимжан
Рамиль
Устаз кәтти, устаз кәтти кәлмәскә
Устазлиғи қалди мәңгү бизниң әстә.
Сүрәтни селишта, дурус бояқа
Үгәткән еди бизни Марс Һашир оғли.
Сүрәт вә сизиш пәниниң муәллими Розиев Марс Һашироғлиниң ярқин симаси бизниң қәлбимиздә. Шу устазни бир минут сүкүнат сақлап, әскә алайли. Рәхмәт.
Гульзара
Тиләймиз сағлам һаят, Жамбул йешин,
Нийити, мәхсити-ойи пак устазим.
Минәтдар шагиртлириң егип бешин
Алдиңда қол қоштуруп қилар тазим!
Рамиль
Әмгиги бебаһа хизмити әла
Жүриги беңарар көңли кәң дала
Үгитип Пифагорниң сир-қирини
Һесапниң йеңи-йеңи йоллирини.
Тиришиду қалдурмасқа көңлимизни
Чоңқур бойлап тәкшүрәйду дилимизни
Тәрбийләйду келәчәк өмүргә бизни
Көрсүн дәйду ата-ана һөзримизни.-дәп синип рәһбиримиз Гульнара Ибврайимқизиға көптин-көп рәхмитимизни ейтимиз.
Гульзара
Илим билән ечип кәң қучақ,
Әл қәлбигә яқтиңиз чирақ.
Шу чирақтин улғийип гүлхан,
Салютларни атти у –һәр ян.
Тәбрик сөзни мәктивимизниң директори Соқпаева Рыскул Қалимолдақызы башчилигидики мәктәп һакимчилигигә берилиду
Новәтики тәбрик сөз дәсләпки устазлиримиз Жамалова А. Актамова Замриаға берилиду.
Тәбриксөз ата-аниларға
Рамиль
Баш егимиз устазларға
Қолимиз көксимиздә
Чоң болуп кәтсәкму
Қалисиләр мәңгү есимизда.
Вальс «Синипдашлар»
Гульзара
Һөрмәтлик устазлар вә ата-анилар бизниң «Хош, ана мәктивим!» намлиқ тәрбийә саатимизға кәлгиниңларға көптин көп рәхмәт. Мошуниң билән тәрбиә саатимиз тамам болди. Диқитиңларға көп рәхмәт.